Исаак Ньютон

(1643 - 1727)

Ньютон Исаак - барлиқ дәвирләрниң бүйүк физик вә математиклириниң бири. Ньютон механикилиқ һәрикәтниң умумий қанунлирини тәрипләп бәрди, пүткүл аләмлик тартилиш қанунини ачти вә дифференциаллиқ һәм интеграллиқ һесаплашниң асаслирини вуҗутқа кәлтүрди.

Ньютон тәрипидин оптика бойичә әҗайип яхши тәтқиқатлар жүргүзүлди.

Барлиқ бу кәшпиятларни вә тәтқиқатларни асасән Ньютон жигирмә бәш яшлирида орунлап чиқти.

Мәтбуатта болса улар хелила кейин икки китавида - "Натурал философияниң математикилиқ башланмилири" вә "Оптика" дегән зор әмгәклиридә нәшир қилинди.

uighur.narod.ru, 07.12.2016

Ньютонниң иккинчи қануни

Җисимға тәсир қилидиған күч мошу җисимниң массиси билән бу күчниң җисимға беридиған иштиклишиниң көпәйтиндисигә тәң болиду.

F=ma.