АХМАҚ
Бурунқи өткән заманда бир кәмбәғәл бовай өткән екән. Униң ялғузла бир оғли болған екән. Күнләрниң биридә, бовай ағрип, орун тутуп йетип қелип: «Мән өлгәндин кейин, оғлум қандақ өмүр кәчүридекин, тәйярни йәп ятқидәк дунияни мән қалдуруватқиним йоқ», – дәп ойлап, балисини алдиға қичқиривелип:
«Балам, мән өлсәм, саңа худайим бериду», – дәпту.
Андин көп вақит өтмәйла өлүп қапту.
Бу оғул болса, дадам: «Саңа худайим бериду», – дегән дәп, һеч оқәт қилмастин, бекарла жүрүпту. Күтүп-күтүп зерикипту, һеч оқәт қилмиғандин кейин, турмушиму осаллишип кетипту. Бирак, худайим униңға һеч нәрсә бәрмәпту. «Әнди худаға өзәм берип, маңа қачан дуния беридиғанлиғини сорап кәлмисәм болмиди», – дәп йолға чиқипту, йолда кетип барса, униңға бир адәм йолуқуп қалиду. Бу адәм:
– Балам, нәгә барисән? – дәп сорапту. Бала:
– Мениң дадам: «Мән өлгәндин кейин, саңа худайим бериду», – дегән еди. Дадам өлүп кәтти, мән күтүп-күтүп худайим һеч нәрсә бәрмигәндин кейин, өзәм берип, маңа қачан беридиғанлиғини сориғили маңдим, – дәпту.
Бу адәм:
– Андақ болса, маңима сориғач кәлсәң, мениң мейәм яман ағрийду, һеч сақайталмидим. Маңа қандақ дора кераклигини сорап кәлсәң, – дәп ялвуруп кетипту. Бала:
– Мақул! – дәп йолни давамлаштурупту.
Меңип-меңип бир чөл-баяванға йетип кәлгәндә, униңға ялғуз атлиқ бир жигит йолуқуп қалиду. Бу жигитма:
– Һәй бала, сән нәгә маңдиң? – дәп сорапту. Бала өз әһвалини ейтипту.
– Андақ болса, сән маңима соруғач кәлсәң, мән падишаниң оғли едим. Дадам мени өйләп қойимән дәп қиставатиду. Бирақ өйлинишкә көңлүм зади тартмайду. Мениң немә қилишим керәклигини сорап кәлсәң, – дәпту.
Бала:
– Мақул, – дәп йолини давамлаштуруп, бир йәргә кәлсә, пүтүн бир жутниң адәмлири өстәң чепип, дәрияниң сүйини төвәнгә аққузайли дәп һәрикәт қиливетипту. Бирак, бу су төвәнгә ақмай, жуқуриға аққидәк. Бала бу адәмләр билән саламлишип болғандин, кейин, улар:
– Һәй бала, сән нәгә маңдиң? – дәп сорапту.
Бала уларғиму худаниң алдиға кетип барринини ейтипту.
– Һәй бала, андақ болса, бизгима сориғач кәлсәң – немә сәвәптин бу өстәңниң сүйи төвәнгә ақмайду, – дәпту. Бала уларғиму вәдә берип, меңип-меңип йоған бир дәрвазиға келип қапту. Дәрвазини ечип кирсә, пакизә һойлиниқ оттурсида аппақ сақаллиқ бовай олтирипту. Бала бовайға салам берип,йениға кәпту. Бовай:
– Балам, немә сорап кәлдиң? – дәпту. Бала:
– Мениң дадам: «Мән өлгәндин кейин, саңа худайим бериду», – дегән еди. Бирақ, бир нәччә вақитлар өтүп кәтти, худайим маңа һеч нәрсә бәрмиди. Шуниң үчүн қачан беридиғанлиғин сориғили өзәм маңдим, – дәп ейтип бериду. Бовай:
– Йолда немә көрдуң? – дәп сорапту. Бовай соримиса бу балиниң есидинму чиқип қалған екән. Бала йолда көргәнлирини бир-бирләп ейтип бериду. Бовай мундақ җавап қайтурупту:
– Өстәң чепиватқан йәрдә ат бешичилик алтун бар, шуниң тәсиридин (алтун есил нәрсә үчүн униң үстидин суму ақмайдекән) су төвәнгә ақмайду. Алтунни колап еливалса, су төвәнгә ақиду.
Саңа йолуққан падишаниң оғли оғул әмәс – қиз, шуниң үчүн униң өйлинишкә мәйли йоқ. Мейиси ағрийдиған адәмгә ахмақ адәмниң мейиси дора. Әнди сән қайт, саңа худа берә дәп, өзи ғайип болупту. Бала өйигә қарап меңипту, өстәң чепиватқан йәргә кәлсә, һелиқи адәмләр шу кәмгичә ишләветипту. Колиған өстиңи шунчилик чоңқур болсиму су ақмиғидәк.
Балини көрүп булар:
- Һә, бизгә немә җавап әпкәлдиң? – дәп сорапту. Бала:
– Силәр колаватқан өстәңниң йенида ат бешичилик алтун бар, шуниң тәсиридин су төвәнгә ақмайду. Уни колавалса, су ақиду,– дәпту. Бу адәмләр өстәңниң бир четини колиса дегәндәк ат бешичилик алтун чиқиду. Шу заман су төвәнгә шақирап еқип кетиду. Бу адәмләр: «Биз көпчиликкә бу алтуннибөлгили болмас, униңдин көрә узун йолларни бесип өтүп, бизгә җавап елип кәлгән балиға бериветәйли», – дәп мәслиһәтлишип, бу балиға алтунни бәрмәк болуп:
– Сениң хизмитиң үчүн мошу алтунни алғин, – десә. Бала:
– Маңа кишиләрниң бәргән алтуни керәк әмәс, маңа худайим өзи бериду, – дәп алтуни алғили унимастин кетипту. Өстәң чапқан адәмләр: «Бу ахмақ екәндә, адәм балиси меһнәт арқилиқ дуния тапмиса, худа униңға нәдин бәрсун?!» – дәп башлирини чайқишип қапту. Бала йолини давамлаштуруп, һелиқи чөлдә ат минип жүргән ялғуз жигиткә кәпту. Бу жигитма:
– Маңа немә җавап әпкәлдиң? – дәп сорапту. Бала:
– Сени оғул әмәс, қиз, шуниң үчүн өйләнгүси кәлмәйду, – деди дәпту. Жигит:
– Мениң қиз екәнлигим раст. Анам зади оғул туғмиғандин кейин, мән туғулғанда дадамға: «Оғул туғулди», – дәп хуш хәвәр берип қоюпту. Шуниң биләнла қайтидин қиз дейишкә ағзи бармастин, мени оғул һесавида өстәргән еди. Әнди атам мени өйләп қойимән дәйду. Мән қиз болсам, қандақ өйлинимән. Сән бир бечарә адәм екәнсән, сән мени алғин, падишаниң оғли қиз әпқечип кәпту – дегән атақни мән алай. Сән өмүр бойи яхши турмушқа егә болғин, – дәпту. Бала болса:
– Яқ, мән өйләнмәймән һәм сениң байлиғиң маңа керәк әмәс. Маңа худайим өзи байлиқ бериду, – дәп унимастин кетип қапту. Андин һелиқи мейиси ағрийдиған адәмгә йетип кәпту. Бу адәм бала билән течлик, соришип болуп:
– Һә, маңа немә җавап әпкәлдиң? – дәп сорапту.
– Саңа ахмақ адәмниң мейиси дора деди, – дәпту бала. Бу адәм балиға көп рәхмәтләрни ейтип, олтирип қапту. Андин турупла мундақ ойлапту: «Мән ахмақ адәмни нәдин тапимән? Бу бала худайимға барғандеки, көп йол маңди; йолда көп нәрсә көргәнду, бәлким ахмақ адәмму буниңға йолуққанду?» дәп:
– Һәй бала, сән йолларда немиләрни көрдиң, ейтип бәрсәңчу! – дәп сорапту. Бала йолда көргәнлирини бир-бирләп ейтип, өзиниң ат бешичилик алтунни алмиғанлиғини һәм падишаниң қизиға өйләнмигәнлигиниму ейтип берипту.
Мейиси ағрийдиған адәм: «Һә, ахмақ дегән буниңдин артуқ болмас, буниңға охшаш ахмақ маңа башқа йолуқмас», – дәп бу балиниң мейисини өзигә дора қилған екән.
Перевод: Махинур Абдуллаева
|